б д т ираққа йардәм бериш өмикиниң вәзипә өтәш муддити узартилди

бирләшкән дөләтләр тәшкилати ираққа йардәм бериш өмикиниң вәзипә өтәш муддити бир йил узартилди.

1993380
б д т ираққа йардәм бериш өмикиниң вәзипә өтәш муддити узартилди

түркийә авази радийоси хәвири: бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишидә өткүзүлгән беләт ташлашта, б д т ираққа йардәм бериш өмикиниң вәзипә өтәш муддитини бир йил узартиш қарарнамәси бирдәк аваз  билән қобул қилинди.

әнглийәниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатида турушлуқ даимий вакаләтханасиниң аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә бу һәқтә елан қилинған байанатида, мундақ дейилди: «қарарнамәниң бирдәк аваз  билән мақуллиниши хәвпсизлик кеңишиниң бирләшкән дөләтләр тәшкилати ираққа йардәм бериш өмикини, ирақниң узақ мәзгиллик муқимлиқи вә ирақ хәлқини қоллайдиғанлиқиниң әң рошән намайәндисидур.»

игилинишичә, бирләшкән дөләтләр тәшкилати ираққа йардәм бериш өмикиниң вәзиписи ирақниң бихәтәрликини қоғдаш, бағдад һөкүмитиниң ирақни гүлләндүрүш вә қайта қуруш ишлириға йардәм бериш, шундақла ирақтики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлирини назарәт қилиш қатарлиқларни өз ичигә алидикән.

бирләшкән дөләтләр тәшкилати ираққа йардәм бериш өмики америка қошма иштатлири вә иттипақдаш  күчлириниң ирақни ишғал қилишидин кейин, 2003 – йили 14 – авғуст күни бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишиниң 1500 – номурлуқ қарариға асасән қурулғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر