салвадорда кәм дегәндә 153 мәһбусниң түрмидә қаза қилди

салвадорда, җинайәт өткүзүш нисбитини төвәнлитиш мәқситидә җидди һаләт елан қилинғандин буйан, кәм дегәндә 153 мәһбусниң түрмидә қаза қилғанлиқи ениқланди.

1993028
салвадорда кәм дегәндә 153 мәһбусниң түрмидә қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: америка-салвадор мәркәзлик <киристозал> намлиқ  кишилик һоқуқ тәшкилати, салвадорда җидди һаләт сәвәбидин қолға елинған вә түрмигә ташланған шундақла түрмидә қаза қилғанлар тоғрисидики санлиқ мәлуматларни өз ичигә алған бир доклат елан қилди.

доклаттики санлиқ мәлуматларниң қәбриләр вә сақчи дохтурлири һөҗҗәтлиридин һәмдә түрмидә қаза қилған мәһбусларниң аилә-тавабиатлири вә қойуп берилгән мәһбусларниң аилә-тавабиатлиридин елинғанлиқи билдүрүлди.

бу  җәрйанда салвадордики җинайәт нисбитини төвәнлитиш үчүн җидди һаләт елан қилинғандин буйан 4 айални қошқанда, кәм дегәндә 153 мәһбусниң түрмидә қаза қилғанлиқи ениқланди.

доклатта мәһбусларниң қийин-қистақ, еғир йарилиниш, озуқлуқ йетишмәслик вә еһтийаҗлиқ дора вә йемәкликләрдин қәстән мәһрум қилиш сәвәбидин қаза қилғанлиқи билдүрүлди.

америка-салвадор мәркәзлик <киристозал> намлиқ  кишилик һоқуқ тәшкилати салвадор һөкүмитини җидди һаләт даирисидә йолға қойулған барлиқ тәдбирләрни тохтитишқа чақирди.

салвадорда 2022-йили 27-мартта бир айлиқ җиддий һаләт елан қилинған вә кейин бу қарар һәр айда бир қетим йеңиланған иди.

пирезидент найб букле 30-ийунда қораллиқ гуруппиларға қарши урушниң күчийидиғанлиқини ейтқан иди.

салвадорда мартниң бешидин буйан дөләттики қара гуруһ әзалириға қарши һәрикәтләрдә 100 дин артуқ киши қаза қилған вә қолға елинғанларниң сани 60 миңдин ашқан иди.


خەتكۈچ: #салвадор

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر