нйу йорктики «түрк өйи» гә һуҗум қилған җинайәт гумандари тутулди

америка қошма иштатлириниң нйу йорк шәһиригә җайлашқан «түрк өйи» гә һуҗум қилған җинайәт гумандари америка сақчилириниң из қоғлап тәкшүрүши нәтиҗисидә тутулди.

1991563
нйу йорктики «түрк өйи» гә һуҗум қилған җинайәт гумандари тутулди

түркийә авази радийоси хәвири: нйу йорк сақчи идарисиниң билдүрүшичә, «түрк өйи» гә һуҗум қилған җинайәт гумандари шу җай вақти саәт 10: 15 дә қолға чүшкән.

29 йашлиқ рәҗәп ақбийиқ иқисмлик зораван «булаңчилиқ қилишқа урунуш, террорлуқ җинайити вә җинайәт үчүн қорал сақлаш, террорлуқ арқилиқ тәһдит селиш, зийан вә тәһдит селиш җинайити садир қилиш» қатарлиқ җинайәтләр билән әйибләнгән.

мөлчәрлинишичә, 2 сақчиниң һәмраһлиқида кишәнләнгән һалда сотқа елип берилған бу җинайәт гумандари сотқа тартилидикән.

түркийәниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатида турушлуқ даимий вакаләтханиси вә нйу йорк баш консулханиси җайлашқан «түрк өйи» бинаси алдинқи һәптә һуҗумға учриғаниди.

түркийә даирилири из қолғлап тәкшүрүш нәтиҗисидә җинайәт гумандариниң кимликини ениқлап чиққаниди.

 

өткән йили түркийәдин чиқип кәткән бу җинайәт гумандариниң «адәм уруп йариландуруш, тәһдит селиш вә зәһәрлик чекимлик ​​сақлаш» қатарлиқ җинайәтләрни садир қилиш билән әйиблинип, «җинайәтчиләр тизимлики» гә киргүзүлгән рәҗәп ақбиқ икәнлики ениқлап чиқилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر