җәнубий корейә «нури» намлиқ ракетасини қойуп бәрди

җәнубий корейә сәккиз сүний һәмраһни орбетаға орунлаштуридиған «нури» намлиқ тунҗи йәрлик ракетасини мувәппәқийәтлик қойуп бәрди.

1991299
җәнубий корейә «нури» намлиқ ракетасини қойуп бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: җәнубий корейә авийатсийә вә аләм қатниши тәтқиқат орниниң билдүрүшичә, «KSLV-II» дәпму атилидиған 200 тоннилиқ «нури» намлиқ ракета, җәнубий корейәниң җәнубиға җайлашқан деңиз бойидики гохеуң шәһиридики наро аләм қатниши мәркизидин шу җай вақти саәт 18:24 дә қойуп берилгән.

мутәхәссисләрниң қаришичә, бу сүний һәмраһлар җәнубий корейәниң һәрбий җасуслуқ сүний һәмраһлирини орбетаға  орунлаштуруши, йирақ мусапилиқ башқурулидиған бомбиларни йасап чиқиши үчүн технологийәлик һәм әмәлий билимләрни топлишида түрткилик рол ойнайдикән.

нөвәттә шималий корейәниң һәрбий муәссәсәлирини көзитиш үчүн америка қошма иштатлириниң җасуслуқ сүний һәмраһлирини ишлитиватқан җәнубий корейәниң тунҗи җасуслуқ сүний һәмраһини бу йил (2023) қойуп бериши күтүлмәктә икән.

җәнубий корейә алдинқи йили (2022) му орбитаға бир сүний һәмраһ орунлаштуруш үчүн «нури» намлиқ ракетасини қойуп бәргәниди. шундақ қилип, өз технологийәсидин пайдилинип аләм бошлуқиға сүний һәмраһ қойуп бәргән 10-дөләткә айланған җәнубий корейә аләм бошлуқиға бир тоннидин еғир сүний һәмраһ йоллийалайдиған ракета йасап чиққан 7-дөләткә айланди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر