дунйа сәһийә тәшкилати хамчотини көпәйтишни қарарлаштурди

дунйа сәһийә тәшкилатиға әза дөләтләр тәшкилатниң 2024-йилдин 2025-йилғичә болған хамчотини% 20 көпәйтишни қарарлаштурди.

1989726
дунйа сәһийә тәшкилати хамчотини көпәйтишни қарарлаштурди

түркийә авази радийоси хәвири: дунйа сәһийә тәшкилатиниң йазма байанатиға қариғанда, шивейтсарийәниң җәнвә шәһиридә давамлишиватқан дунйа сәһийә тәшкилати мәҗлиси йиғинида, тәшкилатниң хамчот мәсилиси музакирә қилинған.

әза дөләтләр дунйа сәһийә тәшкилатиниң 2024-2025-йиллиқ пирограмма хамчоти лайиһәсини мақуллап, әзалиқ бәдилини %20 өстүргән. бу пирограмминиң хамчот лайиһәсини 6 милйард 830 милйон доллар қилип бекиткән.

дунйа сәһийә тәшкилати баш катипи тедрос адханом гебрейус бу қарарни күчлүк қоллиғанлиқи вә дунйа сәһийә тәшкилатиға ишәнгәнлики үчүн әза дөләтләргә рәһмәт ейтқан.

байанатта тәкитлинишичә, әзалиқ һәққини %20 өстүрүш қарари бултурқи дунйа сәһийә тәшкилати йиғинида мақулланған болуп, дунйа сәһийә тәшкилатиниң мәсулийәт, имканийәтлик сиҗил иқтисадий тәрәққийат, башқуруш вә мәбләғ йүрүштүрүш ислаһатини өз ичигә алған башқа тәвсийәлири 76 – нөвәтлик дунйа сәһийә тәшкилати йиғинида тәпсилий музакирә қилинидикән.

дунйа сәһийә тәшкилатиниң 21 – май күни башланған, «һайатни қутқузуш» вә «һәммәйләнниң сағламлиқи» асаслиқ тема қилинған 76 – нөвәтлик йиғини 30 – май (2023) күни ахирлишидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر