русийә сабиқ пирезидент барак обама қатарлиқ 500 америка пуқрасини ембарго тизимликигә киргүзди

русийә сабиқ америка пирезиденти барак обаманиму өз ичигә алған 500 америка пуқрасини ембарго тизимликигә киргүзди.

1988713
русийә сабиқ пирезидент барак обама қатарлиқ 500 америка пуқрасини ембарго тизимликигә киргүзди

түркийә авази радйоси хәвири: русийә ташқи ишлар министирлиқиниң байанатида, американиң русийә әмәлдарлири вә пуқралириға үзлүксиз ембарго йүргүзгәнлики әскәртилди. буниңға җавабән 500 америка пуқрасиға қарита ембарго қарариниң елинғанлиқи вә мәзкур шәхсләрниң русийәгә кириши чәкләнгәнлики елан қилинди.

байанатта, ембарго тизимликигә киргүзүлгән 500 кишиниң исмлири елан қилинди.

тизимликтә сабиқ америка президенти обаманиму өз игә алған сийасий мәсуллар, палата әзалири вә қурултай әзалири, һәмдә «русийә һәққидә йалған учур тарқатқан» дегән сәвәб билән мутәхәссисләр вә анализчилар шундақла  «украинаға қорал йөткигән дегән»  баһанә билән мудапиә саһәсидә паалийәт қиливатқан ширкәтләрниң башқурғучилири орун алди.

русийәгә қаритилған һәр қандақ «дүшмәнләрчә» қәдәмниң җавабсиз қалмайдиғанлиқи тәкитләнгән байанатта йәнә, русийә ташқи ишлар министири сергей лавровниң нйуйорктики б д т бихәтәрлик кеңиши йиғининға қатнашмақчи болған русийә мухбирлириға америка визиси берилмигәнликини билдүргәнлики әскәртилди.

байанатта, шуңлашқа американиң москвадики баш әлчиханисиниң русийәдә җасуслуқ қилиш җинайити билән қолға елинған америкалиқ журналистни зийарәт қилиш тәлипиниңму рәт қилинғанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر