фирансийә сот мәһкимиси: намайишчиларниң шәхсий учурлирини топлаш қанунсизлиқ

фирансийәдә сот мәһкимиси «пинсийунерлиқ күтүнүш ислаһатиға қарши намайишта қолға елинған намайишчиларниң шәхсий учурлирини топлаш қанунсизлиқ» дәп һөкүм қилди.

1988615
фирансийә сот мәһкимиси: намайишчиларниң шәхсий учурлирини топлаш қанунсизлиқ

түркийә авази радийоси хәвири: лилле районлуқ мәмурий сот мәһкимиси пинсийунерлиқ күтүнүш ислаһатиға қарши намайишта қолға елинған намайишчиларниң исим-фамилиси вә туғулған вақти қатарлиқ  шәхсий учурлириниң топлиниши тоғрисидики қарарини елан қилди.

сот мәһкимиси «намайишчиларниң шәхсий учурлирини топлаш қанунсизлиқ» дәп һөкүм қилди.

сот мәһкимиси лилле районлуқ тәптиш мәһкимиси вә фирансийә әдлийә министирлиқиниң пинсийунерлиқ күтүнүш ислаһатиға қарши намайишта қолға елинған намайишчиларниң шәхсий учурлирини өчүрүветишини қарарлаштурди, шундақла фирансийә дөлитиниң дәвагәрләргә җәмий 3000 йавро пул җазаси төлиши тоғрилиқ қарар чиқарди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر