испанийәдә пажарни хадимлири намайиш өткүзди

испанийәдә пажарни хадимлири от өчүрүш хизмәтлириниң кординатсийәси вә функисийәсини әтраплиқ бәлгиләйдиған қанун бәлгилимисиниң кечикиши сәвәбидин пайтәхт мадридта намайиш өткүзди.

1987505
испанийәдә пажарни хадимлири намайиш өткүзди

түркийә авази радийоси хәвири:  түнүгүн (16май) миңлиған пажарни хадимлири бирләшмиси (CUBP) ​​ниң чақириқи билән мадрид шәһәр мәркизигә йиғилип, парламентта от өчүрүш хизмәтлириниң кординатсийәси вә функисийәсини әтраплиқ бәлгиләйдиған қанун лайиһәсини сақлитишқа наразилиқ билдүрди.

пажарни хадимлири бирләшмиси оттин мудапиәлиниш вә өчүрүш һоқуқиниң өзигә охшаш мәшиқ қилмиған башқа хадимларға берилгәнликини оттуриға қойуп, «от өчүрүш хизмитиниң чоң хәтәргә дуч кәлгәнлики» ни илгири сүрди.

испанийә 2022-йили орман от апити тарихидики әң начар бир йилни баштин кәчүрди. әйни вақитта җәмий 310 миң гектардин артуқ йәр көйүп кәтти.

бу йил (2023) ниң бешида балдур башланған орман от апити сәвәбидин марттин буйан 40 миң гектардин артуқ йәр зийанға учриди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر