русийә финландийәниң әлчиханиси вә баш консулханисиниң банка һесаблирини тоңлатти

русийә, финландийәниң москвадики баш әлчиханиси вә сант петирсбургдики баш консулханисиниң банка һесаблирини тоңлатти.

1987783
русийә финландийәниң әлчиханиси вә баш консулханисиниң банка һесаблирини тоңлатти

түркийә авази радийоси хәвири: финландийәдә чиқидиған хелсингин саномат гезитиниң хәвиригә асасланғанда, русийә финландийәниң баш әлчиханиси вә баш консулханисиниң банка һесабатини тоңлатқан.

финландийә ташқи ишлар министирлиқи гезиткә бәргән байанатида, бу һесабатларға киргили болмайватқанлиқини җәзмләштургән.  

министирлиқ әһвалниң еғир икәнликини вә мәсилини тәкшүрүватқанлиқини билдүргән.

гезитниң хәвиригә асасланғанда, финландийә мәсилигә мунасивәтлик русийә даирилири билән алақилашқан.

русийәдә финландийәниң москвадики баш әлчиханиси вә сант петирсбургдики баш консулханиси болуп, җәмий икки вакаләтханиси мәвҗут.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر