тунисниң сабиқ парламент башлиқи қамақ җазасиға һөкүм қилинди

туниста «әннәһдә һәрикити» ниң рәһбири, сабиқ парламент башлиқи рашид әлғәннуши дөләт хәвпсизлик күчлиригә һақарәт қилиш җинайити билән әйиблинип бир йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинди.

1987188
тунисниң сабиқ парламент башлиқи қамақ җазасиға һөкүм қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: тунис йәрлик сот мәһкимиси тәрипидин елан қилинған байанатта билдүрүлүшичә, «әннәһдә һәрикити» ниң рәһбири, сабиқ парламент башлиқи рашид әлғәннуши дөләт хәвпсизлик күчлиригә «тағут» дәп һақарәт қилғанлиқи сәвәблик қолға елинғандин кейин сотқа тартилған. сот мәһкимиси әлғәннушини «терроризмни махташ җинайити» билән әйибләп бир йиллиқ қамақ җазаси вә миң динар (330 доллар) җәриманә җазасиға һөкүм қилған.

бир сақчи әлғәннушиниң 2022-йили 2-айдики бир дәпнә мурасимида қилған сөзидә дөләт хәвпсизлик күчлирини «тағут» дәп һақарәт қилғанлиқи тоғрисида сотқа әрз сунғаниди.

тунис йәрлик сот мәһкимиси бу әрзгә асасән әлғәннушини тәкшүрүш вә сотлашни қарар қилғаниди.

«әннәһдә һәрикити» ниң рәһбири әлғәннуши «дөләтниң бихәтәрликигә сүйқәст қилиш» җинайити билән елип берилған тәкшүрүш давамида қолға елинғаниди.

әлғәннуши тәкшүрүш даирисидә 17-апрел күни қолға елинип, түрмигә ташланғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر