зеленский: қисимлиримиз русийә армийәсини сүр-тоқай қилди

украина пирезиденти володимир зеленский украина қисимлириниң русийә әскәрлирини шәрқий сәптә кәйнигә чекиндүргәнликини билдүрди.

1985780
зеленский: қисимлиримиз русийә армийәсини сүр-тоқай қилди

түркийә авази радийоси хәвири: пирезидент володимир зеленский иҗтимаий таратқу адресида байанат елан қилип, баш қоманданлиқ мәркизидики йиғинни ахирлаштурғанлиқлирини қәйт қилди.

у йиғинда, украина қуруқлуқ армийәси вә шәрқий қисимниң қомандани александир сирскийниң сөз қилғанлиқини әскәртип: «зор тиришчанлиқ көрситип дүшмәнни тохтатқан, һәтта бәзи җайларда сүр-тоқай қилған қисимлиримизниң қомандани сирскийниң доклатини аңлидуқ» деди.

у, йиғинда, таврийа, одесса вә шималий районларниң мудапиә қисимлири қоманданлириниңму өзлири туруватқан уруш сәплириниң нөвәттики әһвалидин мәлумат бәргәнликини әскәртип, бу районларниң контрол астида икәнликини қәйт қилди.

у йиғинда, украина армийәсиниң муһим еһтийаҗлирини бәлгилигәнликлирини көрситип: «биз йеңидин қурулған биригадаларниң үскүниләр вә оқ-дорилар билән қораллинишқа аит мәлумат алдуқ. оқ-дора вә башқурулидиған бомба билән тәминләшкә мунасивәтлик барлиқ узун муддәтлик келишимләрни көздин кәчүрдуқ »деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر