җәнубий корейә, америка вә йапонийә башқурулидиған бомба агаһландуруш системиси қуриду

җәнубий корейә, америка вә йапонийә башқурулидиған бомба агаһландуруш учурини бирла вақитта ортақлишиш системиси үчүн бирләшмә хизмәт гурупписи тәшкилләйду.

1984706
җәнубий корейә, америка вә йапонийә башқурулидиған бомба агаһландуруш системиси қуриду

түркийә авази радийоси хәвири: җәнубий корейә йонхап агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, җәнубий корейә ташқи ишлар министирлиқиниң байанатида,  үч дөләт мәсуллири башқурулидиған бомба агаһландуруш системисиға аит учурларни бирла вақитта ортақлишиш үчүн бир мәслиһәт бериш гурупписи қурушқа қошулған.

байанатта, җәнубий корейә пирезиденти йон сукйеолниң америка пирезиденти җо байдин вә йапонийә баш вәзири кишида фомийо билән көрүшкәндә, йеңи системини қурушниң күнтәртиптә икәнлики әскәртилип, үч рәһбәрниң «шималий корейәниң башқурулидиған бомба тәһдити» гә қарши учур ортақлишишқа қошулғанлиқи билдүрүлди.

йапонийә мәтбуатлиридики хәвәрләрдә, үч дөләт рәһбәрлириниң «бирла вақитта башқурулидиған бомба агаһландуруш системиси учурлирини ортақлишиш» темисидики сөһбәтни давамлаштуруватқанлиқи, ахирқи келишимниң келәр ай (2023-йили ийун) сингапорда өткүзүлидиған бихәтәрлик мунбиридә имзалинидиғанлиқи илгири сүрүлгән иди.

һазирниң өзидиму райондики америка армийәсиниң корейә армийәси вә йапонийә өзини қоғдаш қисми билән айрим-айрим һалда бирла вақитта учурларни ортақлишиватқанлиқи қәйт қилинмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر