исраилийә истихбарати тәрипидин тутуп кетилгән мәсҗиди әқсаниң имами қойуп берилди

исраилийә истихбарати тәрипидин һечқандақ дәлил-испат көрсәтмәстин сораққа чәқирилған мәсҗиди әқсаниң имами вә хәтиби шәйх икримә сабри «тәкшүрүшкә қайта келиш вә бир қисим әрәб ахбарат қаналлири билән алақилашмаслиқ» шәрти билән қойуп берилди.

1984328
исраилийә истихбарати тәрипидин тутуп кетилгән мәсҗиди әқсаниң имами қойуп берилди

 

түркийә авази радийоси хәвири: шәйх сабриниң адвокати халид зәбарака мухбирларға бу һәқтә қисқичә байан елан қилди.

зәбарака шәйх икримә сабриниң пат арида елип берилидиған тәкшүрүшкә қатнишиш үчүн тәййар туриши вә әл-мәнар, әлқәса вә әл-мәйадин қатарлиқ үч хәвәр қанили билән алақә қилмаслиқ шәрти астида қойуп берилгәнликини билдүрди.

исраилийә даирилири бу һәқтә техичә һечқандақ байанат елан қилмиди.

шәйх сабриниң ишханиси тәрипидин елан қилинған байанатта, исраилийә истихбарат оргининиң 8-май дүшәнбә күни телефон қилип, шәйх икримә сабрини соал сораққа чақирғанлиқи билдүрүлгән иди.  

байанатта, соал сораққа чақирилишниң сәвәби тоғрисида һечқандақ мәлумат берилмигәнлики билдүрүлди.

исраилийә армийәси сабриниң өйигә көп қетим бесип кирип, уни сораққа чақирған вә сабрини мәсҗиди әқсадин узақлаштуруш җәзаси бәргән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر