путин: «ғәрб натсистларни кимниң мәғлуб қилғанлиқини унтуп қалди»

русийә пирезиденти владимир путин «ғәрб натсистларни кимниң мәғлуб қилғанлиқини унтуп қалди» деди.

1984342
путин: «ғәрб натсистларни кимниң мәғлуб қилғанлиқини унтуп қалди»

түркийә авази радийоси хәвири: влаадимир путин пайтәхт москвадики қизил мәйданда 9 – май зәпәр күни мунасивити билән өткүзүлгән сабиқ совет иттипақиниң натсист германийәсини мәғлуб қилғанлиқиниң 78 - йиллиқини тәбрикләш мурасимиға қатнашти.

путин ғәрб сәрхиллириниң нәпрәт вә «русийәдин қорқуш» уруқини чечиватқанлиқини билдүрүп, өзлириниң тинч кәлгүсини көрүшни халайдиғанлиқлирини ейтти.

ғәрбтә сабиқ совет әскәрлиригә аит йадикарлиқларниң йоқ қилинғанлиқини вә униң орниға натсистлар мәдәнийитини барлиққа кәлтүргәнликини илгири сүргән путин: «ғәрб натсистларни кимниң мәғлуб қилғанлиқини унтуп қалди» деди.

путин 2022-йили 2-айниң 24-күни таҗавузчилиқ уруши башлиған украинада, ғәрб дөләтлириниң арзуси сәвәбидин дөләткә қарши һәрбий өзгириш қозғалғанлиқини вә украиналиқларниң мәһбусқа айланғанлиқини илгири сүрди.

у: «дунйа русийәгә қарши урушта бурулуш нуқтисида турмақта» деди вә ғәлибә чақриқи елан қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر