хитай-канада оттурисида дипломатик киризис йүз бәрди

канада хитайниң торонто консулханисидики бир дипломатни «қарши елинмайдиған адәм» елан қилди.

1984144
хитай-канада оттурисида дипломатик киризис йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: канада хитайниң торонто консулханисиниң бир дипломатини канадалиқ бир парламент әзасиға тәһдит салғанлиқи сәвәблик «қарши елинмайдиған адәм» елан қилди.

канада ташқи ишлар министири мелание җоли бу һәқтә елан қилған байанатида, канаданиң дөләтниң ички ишлириға арилишиш қилмишини қобул қилмайдиғанлиқини, канададики дипломатларниң әгәр бу хил қилмишларни садир қилса өз дөлитигә қайтурулидиғанлиқи тоғрисида агаһландурулғанлиқини ейтти.

министир җоли торонтода турушлуқ хитай дипломати сав вейниң канадалиқ бир парламент әзасиға тәһдит салғанлиқи сәвәблик «қарши елинмайдиған адәм» елан қилинғанлиқини әскәртип мундақ деди: «бу қарар барлиқ мунасивәтлик амиллар көздә тутулуп чиқирилди. биз демократийәмизни қоғдашта чиң туримиз.»

«йәр шари вә елхәт» гезити алдинқи һәптә елан қилған хәвиридә, канада ахбарат оргини CSIS ниң хитай һөкүмитиниң 2021 - йили канада консерватиплар партийәси парламент әзаси майкел чоңға бесим ишлитиш үчүн, униң хоңкоң алаһидә мәмурий районида йашайдиған уруқ - туғқанлириға тәһдит селишниң йоллирини издәватқанлиқи һәққидә мәлуматқа еришкәнликини илгири сүргәниди.

хитай ташқи ишлар министирлиқиниң тор бетидә елан қилинған байанатта, бейҗиңниң буниңға җавабән сәйшәнбә күни канаданиң шаңхәйдә турушлуқ консулханисидики бир дипломатни чеградин қоғлап чиқиридиғанлиқи билдүрүлди.

байанатта, канада дипломати җеннифер лин лалондениң 13-майғичә хитайдин айрилишиниң тәләп қилинғанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر