силовенийәниң вақитлиқ баш министири едвард хегер вәзиписидин истепа бәргәнликини елан қилди

русийә-украина урушида украинани толуқ қоллиғанлиқи билән тонулған хегер истепанамәсини пирезидент зузана капутоваға тапшурди.

1983760
силовенийәниң вақитлиқ баш министири едвард хегер вәзиписидин истепа бәргәнликини елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: силовенийәниң вақитлиқ баш министири хегер байанат елан қилип, дөләтниң сийасий вәзийитини көздә тутқанлиқи вә силовенийәгә йахши ишларни арзу қилғанлиқи үчүн, хизмитидин истепа беришни  қарар қилғанлиқини ейтти.

истепаниң арқисидин пирезидент капутоваму 9-айда дөләтни сайламға йетәкләйдиған техникилиқ һөкүмәт тәшкилләш қарари мақуллиғанлиқини елан қилди.

йәрлик таратқуларниң хәвиригә асасланғанда, капутова һөкүмәт тәшкилләш үчүн силовенийә дөләт банкасиниң муавин башлиқи лудовит одорни вәзипигә тәйинләйдикән.

силовенийәидә сийасий муқимсизлиқ узундин буйан давамлишиватқан болуп, хегер башчилиқидики үч партийә бирләшмә һөкүмитидин әркинлик вә иттипақлиқ партийәси (SAS) ниң айрилиши нәтиҗисидә парламенттики көп санлиқ болуш үстүнлүкини қолдин берип қойған һөкүмәт, 2022-йили 12-айда өткүзүлгән ишәнч авази бериштә мәғлуб болуп әмәлдин қалған иди.

шуниңдин кейин, пирезидент капутова хегер башчилиқидики вақитлиқ һөкүмәткә дөләтни сайламға йетәкләш вәзиписи тапшурған иди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر