конго демократик җумһурийитидики су апитидә қаза қилғанлар сани 394 кә йәтти

конго демократик җумһурийитиниң шәрқидики җәнуби киву өлкисидә йағқан шиддәтлик йамғур пәйда қилған су апитидә һайатидин айрилғанлар сани 394 кә йәтти.

1983745
конго демократик җумһурийитидики су апитидә қаза қилғанлар сани 394 кә йәтти

түркийә авази радийоси хәвири: конго демократик җумһурийити мәтбуатлири, җәнуби киву өлкисиниң бушушу вә нийамукуби кәнтлиридә икки күн илгири йүз бәргән су апитидин кейин йәнә 218 кишиниң җәситиниң тепилғанлиқини хәвәр қилди.

шундақ қилип, су апитидә һайатидин айрилғанлар сани 394 кә йәткән болди.

нурғун киши ғайиб болуп кәткән апәттин кейинки издәш вә қутқузуш хизмәтлири давамлашмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر