лондон айродуруминиң хадимлири иш ташлиди

әнглийә пайтәхти лондондики хесров (Heathrow) айродуруми иш ташлиди.

1982756
лондон айродуруминиң хадимлири иш ташлиди

түркийә авази радийоси хәвири: лондон хесров айродуруминиң аманлиқ сақлаш хадимлири бүгүн (4-май) дин башлап иш ташлиди. 6-майғичә тәхминән 1400 аманлиқ сақлаш хадими иш ташлайду. айродурум уйушмиси 9-10-май вә 27-25-май күнлириму иш ташлашни пилан қилди.

йолучилар йүз бериш еһтимали болған кечикишләр тоғрисида агаһландурулди.

айродурум мәсуллири йолучиларға айродурумға келиштин илгири әһвални  сүрүштә қилишни тәвсийә қилди.

хесров айродуруми йолучиларниң иш ташлашниң тәсиригә учримаслиқи үчүн җиддий әһвал пиланиниң йолға қойулғанлиқини елан қилди.

айродурум мәсуллири билән уйушма мәсуллириниң сөһбәтлиридә, маашни %10 өстүрүш вә бир қетимлиқ 1150 стерлиң мукапат бериш тәклип қилинди.

бу һәптидә әнглийә билән галлерда оқутқучилар һөкүмәт билән давамлашқан маашни өстүрүш мәсилисидә келишәлмигәнлики сәвәбидин иш ташлиған вә миңларчә оқутқучи һөкүмәт бинасиға қарап пийадә йүрүгән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر