путин достанә болмиған дөләтләрниң мал-мүлүклирини башқурушқа рухсәт қилди

русийә пирезиденти владимир путин дөлитидики достанә болмиған дөләтләргә тәвә мал – мүлүкләргә  вакалитән башқучи тәйинләшкә рухсәт қилди.

1979732
путин достанә болмиған дөләтләрниң мал-мүлүклирини башқурушқа рухсәт қилди

түркийә авази радийоси хәвири: путинниң русийәниң чәт әлләрдики тоңлитилип қойулған мал-мүлүклиригә қарита өч елиш тәдбирлирини өз ичигә алған қарарнамәси русийәниң қануний учур системисида елан қилинди.

қарарнамәгә асасән, америка қошма иштатлирини өз ичигә алған достанә болмиған дөләтләрниң русийәдики мал – мүлүклири русийә федератсийәси мал-мүлүкләрни башқуруш оргини тәрипидин контрол қилинидкән.

бу даиридә, германийәниң Uniper вә финландийәниң фортум ширкәтлириниң русийәдики мал-мүлүклиригиму вакалитән башқурғучи тәйинлинидикән.

игилинишичә, германийәниң Uniper ширкитиниң русийәдә бәш йадро електр истансиси бар  икән, финландийәниң фортум ширкити болса  йадро електр истансисидин башқа, һәр хил ток тарқитиш вә тарқитиш саһәсигә алақидар селинмиларға игә икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر