пакистанда йүз бәргән партлашта 12 сақчи қаза қилди

пакистанниң сват районидики бир сақчиханида йүз бәргән партлашта кәм дегәндә 12 сақчи қаза қилди.

1979226
пакистанда йүз бәргән партлашта 12 сақчи қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: пакистан таратқулириниң сақчи вә сәһийә органлирини мәнбә көрситип хәвәр қилишичә, пакистан терроризмға қарши күрәш қисимлири бинасиниң оқ - дора искилатида партлаш йүз бәргән.

пакистан сақчи даирилириниң билдүрүшичә, шиддәтлик партлаш нәтиҗисидә сақчихана бинаси пүтүнләй вәйран болған.

 дәсләпки мәлуматларға қариғанда, партлашта кәм дегәндә 12 сақчи қаза қилған, 60 тин артуқ киши йариланған.

шу җай вақти әтигән саәт 8.20 әтрапида йүз бәргән партлаш дәсләптә «адәм бомба һуҗуми» дәп қаралған.

терроризмға қарши күрәш қисимлириниң мәсули шәпкәт аббас бу һәқтә елан қилған байанатида, «дәсләпки тәкшүрүшимизгә асасән, партлашниң адәм бомба һуҗуми йаки бомба һуҗуми әмәсликини ениқлап чиқтуқ»  дегән.

аббас бу вәқәниң оқ - дора дора искилатидики партлаштин келип чиққан болуши мумкинликини байан қилған.

пакистан терроризмға қарши күрәш қисимлириниң мәсуллиридин халид суһәйл болса вәқәниң тәкшүрүлүватқанлиқини, партлашта сақчихана бинасиниң пүтүнләй вәйран болғанлиқини вә әтраптики бәзи биналарниң зийанға учриғанлиқини ейтқан.

алақидар тармақларниң билдүрүшичә, партлашта йариланғанлардин бәзилириниң әһвали еғир болуп, қаза қилғанлар саниниң көпийип кетиш хәвпи бар икән.

партилаштин кейин, пакистан таратқулири бәзи сақчи мәнбәлиригә асасән бу вәқәниң адәм бомба һуҗуми икәнликини билдүргәниди.

пакистан баш министири шаһбаз шериф бу һәқтә елан қилған байанатида, мундақ  дегәниди: «хәлқимиз шеһит болуп кәткән сақчилиримиз үчүн матәм тутуватиду. терроризмни үзүл – кесил йоқитишқа вәдә беримән.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر