макрон хитай баш әлчисиниң байанатиға қаттиқ наразилиқ билдүрди

фирансийә пирезиденти еммануел макрон хитай баш әлчисиниң сабиқ совет иттипақи дөләтлириниң салаһийити тоғрисидики сөзигә наразилиқ билдүрди.

1979150
макрон хитай баш әлчисиниң байанатиға қаттиқ наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: белгийәдә чақирилған шималий деңиз башлиқлар йиғиниға қатнишиватқан емануел макрон фирансийәниң BFMTV қанилиниң соаллириға җаваб бериш җәрйанида, хитай баш әлчиси лу шайини тәнқид қилип: «мениңчә, бир дипломатниң бундақ тил ишлитиш һәдди йоқ» деди.

макрон фирансийәниң хитай баш әлчиси тилға алған дөләтләрни қоллайдиғанлиқини, улар билән һәмкарлишидиғанлиқини тәкитлиди.

хитай баш әлчиси фирансийә телевизийәси TF1 ниң зийаритини қобул қилғанда: «сабиқ совет иттипақи җумһурийәтлириниңму хәлқара қанунда орни йоқ. уларниң игилик һоқуқлуқ дөләт салаһийити хәлқаралиқ келишим арқилиқ конкретлаштурулмиғачқа, хәлқара қанунда паал салаһийити йоқ» дегәниди.

йавропа иттипақи вә башқа бир қисим дөләтләр хитай баш әлчисиниң сөзлирини қаттиқ тәнқид қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر