байдин макрон билән телефонлашти

америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдин фирансийә пирезиденти еммануел макрон билән телефонда көрүшти.

1977862
байдин макрон билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: ақсарай тәрипидин бу һәқтә елан қилинған йазма байанатта, мундақ дейилди: ««икки рәһбәр пирезидент макронниң йеқинда хитай хәлқ җумһурийитигә қилған зийарити вә униң һинди-тинч окйан районидики гүллиниш, бихәтәрлик, ортақ қиммәт қариши һәм бәлгилимиләргә асаслинидиған хәлқара тәртипни илгири сүрүш үчүн көрсәткән тиришчанлиқлири һәққидә музакирә елип барди.»

«телефон сөһбитидә, пирезидент байдин билән пирезидент макрон тәйвән боғузида тинчлиқ вә муқимлиқни сақлашниң муһимлиқини йәнә бир қетим тәкитлиди, шундақла, украинани қәтий қоллайдиғанлиқлирини билдүрди.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر