байдин дунйа  мусулманлириниң роза һейтини тәбриклиди

америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдинму пүткүл дунйа  мусулманлириниң роза һейтини тәбриклиди.

1977802
байдин дунйа  мусулманлириниң роза һейтини тәбриклиди

түркийә авази радийоси хәвири: пирезидент байдин дунйа мусулманлириниң роза һейтини тәбрикләп елан қилған байанатида, мундақ деди: «әй мусулманлар! силәр мубарәк рамизан ейини ахирлаштуруп, роза һейтни тәбрикләватқан бир пәйттә, айалим җим вә мән иккимиз,  дөлитимиз вә дунйадики барлиқ мусулманлар җамаитигә әң гүзәл тиләклиримизни совға қилимиз. роза һейтиңларға мубарәк болсун!»

байдин мусулманларниң фитрә ибадитиниң васитиси арқилиқ еһтийаҗлиқ кишиләргә йемәк - ичмәк вәсәдиқә қилиш арқилиқ намайан қилған сехийлиқидин интайин тәсирләнгәнликини ейтти.

америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдин роза һейтниң дунйаниң һәрқайси җайлиридики тоқунушлар, намратлиқ, ачарчилиқни баштин кәчүрүватқан, түрлүк кесәлликләргә гириптар болуватқан вә йурт-маканлиридин айрилип қеливатқан мусулманлар җәмийәтлири йад етилидиған, пидакарлиқ, хәйр-сахавәт вә тәпәккүр қилиш үчүн беғишланған мубарәк бир айниң тамамланғанлиқидин дерәк беридиғанлиқини қәйт қилди.

байдин америка һөкүмитиниң ислам дүшмәнлики қатарлиқ һәр хил өчмәнлик җинайәтлиригә қарши күрәш қилиш ирадисиниң қәйтликини әскәртти.

у америка қошма иштатлириниң һәрқайси җайлиридики көплигән районларда американиң гүллинишигә төһпә қошуватқан мусулманларни тәқдирләш үчүн ақсарайда роза һейтни тәбрикләш мурасими өткүзидиғанлиқлиридин пәхирлинидиғанлиқини қәйт қилди.

 

байдин сөзини «роза һейтиңларға мубарәк болсун!» тиләклири билән тамамлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر