русийә әнглийә, америка вә канадаға ултиматом тапшурди

русийә әнглийә, америка вә канадаға «ички ишлириға арилашқанлиқи»ни илгири сүрүп, наразилиқ ултиматоми тапшурди.

1977134
русийә әнглийә, америка вә канадаға ултиматом тапшурди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә ташқи ишлар министирлиқи йазма байанат елан қилип, әнглийә, америка вә канаданиң рус өктичи сийасәтчи виладимир кара-мурзаниң 25 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилиниши тоғирисида «қутритиш» характерлик байанатларни елан қилғанлиқини вә у һәқтә «йалған» учурларни тарқатқанлиқини илгири сүрди.

мәзкур дөләтләрниң ипадилирини «қобул қилғили болмайдиғанлиқи» тәкитләнгән байанатта, шуңа әнглийәниң москвада турушлуқ баш әлчиси дебора броннерт, американиң москвада турушлуқ баш әлчиси линне трасий вә канаданиң москвада турушлуқ баш әлчиси алисон ле клейерниң министирлиққа чақирилғанлиқи билдүрүлди.

байанатта, бу хил һәрикәтләр «русийәниң ички ишлириға арилишиш» дәп қаралғачқа, баш әлчиләргә наразилиқ ултиматоми тапшурулғанлиқи қәйт қилинди.

әнглийә пуқралиқиму болған өктичи сийасәтчи виладимир кара-мурза дүшәнбә күни (17-апрел) русийәдә «вәтәнгә хийанәт қилиш» вә «русийә армийәси һәққидә йалған хәвәр тарқитиш» җинайити билән әйиблинип, 25 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған һәмдә 400 миң рубли (тәхминән 5 миң доллар) җәриманә қойулғаниди.

әнглийәни өз ичигә алған бир қисим ғәрб дөләтлири мәзкур һөкүмни әйибләп байанатларни елан қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر