лавров венезуелада зийарәттә болди

русийә ташқи ишлар министири сергей лавров венезуела пирезиденти николас мадуро тәрипидин қобул қилинди.

1977050
лавров венезуелада зийарәттә болди

түркийә авази радийоси хәвири: латин америка зийарити даирисидә венезуелаға йетип барған русийә ташқи ишлар министири сергей лавров венезуела пирезиденти николас мадуро тәрипидин қобул қилинди.

икки дөләт һәйәтлириму қатнашқан учришиш, венезуела пирезиденти николас мадурониң саһибханлиқида пирезидент сарийи мирафлорестә әмәлгә ашурулди.

венезуела пирезиденти николас мадуро аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә бу һәқтә елан қилған синлиқ байанатида, мундақ деди: «русийә ташқи ишлар министири сергей лавров билән хушаллинарлиқ учришиш елип бардуқ. бу учришиш икки дөләт оттурисидики мунасивәтлиримизни вә һәрқайси саһәләрдики ортақ һәмкарлиқимизни техиму күчәйтиштә муһим рол ойнайду.»

русийә ташқи ишлар министири сергей лавров мадуро билән учришиштин илгири венезуела дипломатийә министири йван гил вә венезуела муавин пирезиденти делси родригуез билән көрүшкәниди.

русийә дипломатийә министирлиқи лавровниң 4-айниң 17-21-күнлири биразилийә, венезуела, никарагуа вә кубада рәсмий зийарәттә болидиғанлиқини елан қилған иди.

лавров тунҗи латин америка зийаритини дүшәнбә күни (17-апрел) биразилийәдин башлиғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر