канада миқйасида дөләт хадимлири иш ташлаш намайиши өткүзди

канада миқйасидики федератсийә һөкүмәт ишханилирида ишләйдиған 155 миң дөләт хадими һөкүмәт билән ишчилар уйушмилири оттурисидики музакиридә келишим һасил қилалмиғандин кейин, иш ташлаш намайиши өткүзди.

1977213
канада миқйасида дөләт хадимлири иш ташлаш намайиши өткүзди

түркийә авази радийоси хәвири: дөләттә нупузлуқ ишчилар уйушмилириниң асаслиқ гәвдиси болған канада аммиви мулазимәт җәмийити (PSAC) ниң рәиси кирис әйлвард оттавада өткүзгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида, әзаси болған 155 миң федератсийә дөләт хадимлири намидин федератсийә һөкүмәт билән елип барған музакиридә келишим һасил қилалмайдиғанлиқлирини елан қилди.

кирис әйлвард әзалириниң иш ташлашни бүгүн шу йәрниң  вақти 12:01 дә башлиғанлиқини тилға елип: «һазирму аримизда мусапиләр бар, әмма биз шундақтиму музакирә үстилидә вә үмидвармиз. мәқситимиз келишим һасил қилиш. әзалиримиз йахши, очуқ вә адил коллектип келишим үчүн күрәш қилишқа тәййар» деди.

әйлвард канада миқйасида 250 дин артуқ иш ташлаш линийәси қуридиғанлиқлирини билдүрүп, музакирә үстилидә сөһбәт қилинған мәсилиләрниң тәпсилатини ашкарилимайдиғанлиқлирини, әмма муһим мәсилиләр һәл қилинмиғичә уйушминиң иш ташлашни давамлаштуридиғанлиқини ейтти.

канада малийә министирлиқи һөкүмәткә вакалитән елан қилған байанатида, һөкүмәтниң келишим һасил қилиш үчүн қолидин келишичә тиришқанлиқини, лекин уйушминиң һөкүмәтниң канада хәлқигә хизмәт қилиш иқтидариға еғир тәсир йәткүзидиған тәләпләрдә чиң турувалғанлиқини билдүрди.

канадада дөләт хадимлириниң иш ташлиши, болупму баҗ ишлири вә паспорт беҗириш қатарлиқ 23 охшимиған федератсийә аммиви хизмитиниң ақсап қелишиға сәвәб болмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر