макрон фирансийәдә күчлүк наразилиқларни пәйда қилған пинсийонерлиқ ислаһатини ақлиди

фирансийә пирезиденти еммануел макрон талаш- тартишлиқ пинсийонерлиқ ислаһатиниң «зөрүр» икәнликини ейтти.

1976554
макрон фирансийәдә күчлүк наразилиқларни пәйда қилған пинсийонерлиқ ислаһатини ақлиди

түркийә авази радийоси хәвири: фирансийә пирезиденти емануел макрон телевийә нутуқида, дөләт миқйасида өткүзүлгән пинсийә йешини 62 йаштин 64 йашқа чиқириш ислаһатиға қарши намайишлар һәққидә тохталди.

у ислаһат кәлтүрүп чиқарған ғәзәпни аңлиғанлиқини, әмма бу бәлгилиминиң зөрүр икәнликини байан қилип: «көпчиликниң пенсийәгә чиқишиға капаләтлик қилиш үчүн бу өзгиришләргә еһтийаҗ бар иди» деди вә сөзини давамлаштуруп, техиму узун хизмәт қилишниң пүткүл дөләт үчүн техиму зор гүллиниш елип келидиғанлиқини оттуриға қойди.

мал баһасиниң өскәнлики вә киримниң нурғун франсийәликләрниң йахши турмуш кәчүрүшигә йол қоймайватқанлиқини билдүргән макрон, сөзиниң дөләтниң намайиш вә иш ташлаш дәвридин йирақлишишиға йардәм қилишини үмид қилидиғанлиқини ейтти.

һөкүмәтниң пенсийә йешини 62 йаштин 64 йашқичә чиқиришни өз ичигә алған қанун лайиһәсини авазға қоймастинла парламентниң мақуллуқидин өткүзүш қ қараридин кейин, 16- март фирансийәдә кәң көләмлик намайишлар башлинип кәткәниди.

фирансийәдә 16- марттин буйан давамлишиватқан намайишларда 1000 дин артуқ адәм қолға елинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر