иранда 10 әскәр қамаққа һөкүм қилинди

иранда украина йолучилар айропилани 2020-йили теһран һава тәвәликидә еһтийатсизлиқтин башқурулидиған бомба билән етип чүшүрүлгән делода, охшимиған мәртивиләрдики 10 әскәр қамақ җазасиға һөкүм қлинди.

1975892
иранда 10 әскәр қамаққа һөкүм қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: иран мизан агентлиқи теһрандики бир һәрбий сот мәһкимисиниң тәхминән үч йил давамлашқан айропилан дәвасидин кейин, гумандарлар һәққидики һөкүмни елан қилғанлиқини хәвәр қилди.

айропиланни чүшүргән башқурулидиған бомба етилған «1м-тор» (Tor-M1) һава қалқан системисиниң қомандани икәнлики бекитилгән дәваниң биринчи дәриҗилик гумандари вә нам-шәрипи тилға елинмиған бир қомандан 13 йил қамақ җазасиға һөкүм қилинди. иккинчи вә үчинчи  дәриҗилик гумандарлар сүпитидә сотланған охшимиған мәртивиләрдики тоққуз әскәр, бир йилдин үч йилғичә болған муддәтлик қамақ җазасиға һөкүм қилинди.

әскәрләрниң йуқири сот мәһкимилиригә әрз қилиш йоллириниң очуқ икәнлики билдүрүлди.

украина һава йоллириниң «737-бойин» типлиқ йолучилар айропилани, 2020-йили 8-йанвар әтигәндә теһран хәлқара имам һумәйни айродурумидин кийевға қарап көккә көтүрүлүп узун өтмәйла чүшүп кәткән вә ичидики 176 йолучиниң һәммиси җенидин айрилған иди.

иран даирилири дәсләптә айропиланниң етип чүшүрүлгәнликини қобул қилмиған, арқидин армийә қоманданлиқ иштаби айроиланниң «сәзгүр һәрбий нуқта үстидин өтүватқанда еһтийатсизлиқтин» һава қалқан системиси тәрипидин етилған икки башқурулидиған бомба тәрипидин чүшүрүветилгәнликини елан қилған иди.

иран инқилабий муһапизәтчиләр қисми айропилан етип чүшүрүлүштин бир қанчә саәт илгири генерал қасим сулайманиниң өлүмидин қисас сүпитидә, американиң ирақтики базилириға башқурулидиған бомба атқан иди.

иран вәқә йүз берип аридин тәхминә бир йил өткәндин кейин, йәни 2020-йили 30-декабир җенидин айрилғанларниң аилилиригә 150 миң доллар төләм берилидиғанлиқини билдүргән иди.

вәқәгә мунасивәтлик сот тәхминән икки йилдин кейин, йәни 2021-йили нойабирда башланған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر