башшар әсәдниң алаһидә вәкили алҗирийәдә рәсмий зийарәттә болди

сүрийә һакимийитиниң ташқи ишлар министири файсал әл миқдад башшар әсәдниң алаһидә вәкили болуш сүпити билән алҗирийәдә рәсмий зийарәттә болди.

1975422
башшар әсәдниң алаһидә вәкили алҗирийәдә рәсмий зийарәттә болди

түркийә авази радийоси хәвири: алҗирийә ташқи ишлар министирлиқиниң йазма байанатида, алҗирийә ташқи ишлар министири әһмәд атафниң пайтәхттики һувари бумәдйән айродоромида сүрийә ташқи ишлар министири миқдадни қарши алғанлиқи билдүрүлди.

байанатта, миқдадниң алаһидә вәкиллик сүпити билән сүрийә һакимийитиниң рәһбири әсәдниң пирезидент абдулмәҗид теббунға йоллиған учурини йәткүзгәнлики билдүрүлди, әмма учурниң мәзмуни тоғрисида һечқандақ мәлумат берилмиди.

йәнә бир тәрәптин, сүрийә рәсмий хәвәр агентлиқи «SANA» ниң хәвиридә, миқдадниң алҗирийәниң йуқири дәриҗилик органлири билән икки дөләт оттурисидики мунасивәтләрни күчәйтиш вә тәрәққий қилдурушниң йоллирини музакирә қилидиғанлиқи һәмдә әрәб  дунйаси вә хәлқарадики әң йеңи өзгиришләрниңму икки дөләтниң маслишиши даирисидә музакиригә қойулидиғанлиқи билдүрүлди.

бу зийарәт, сүрийә ташқи ишлар министири миқдадниң өткән йили 7-айдики мустәқиллиқ күнини тәбрикләш паалийитидин кейин, аридин бир йилму өтмигән қисқа вақит ичидә алҗирийәгә қилған иккинчи қетимлиқ зийарити һесаблиниду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر