нигерийәдә қара гуруһниң әзалири йезиларға һуҗум қилди

нигерийәниң кадуна иштатида йүз бәргән қораллиқ һуҗумда тоққуз киши җенидин айрилди.

1974642
нигерийәдә қара гуруһниң әзалири йезиларға һуҗум қилди

түркийә авази радийоси хәвири: нигерийә дөләт таратқулиридики хәвәрләрдә билдүрүлишичә, 12-апрел қара җәмийәтниң бир топ қораллиқ әзалири кадуна иштатиға қарашлиқ руҗи вә атакҗех йезилириға һуҗум қилған. һуҗумда, тоққуз киши җенидин айрилип, үч киши йариланған.

нигерийә йеқинқи күнләрдә охшимиған җайларда қораллиқ қара гуруһлардин башқа, террорлуқ тәшкилати боко һарам вә исвапниң һуҗумлириға дуч кәлмәктә.

кадуна иштатиниң зангон катаф районида март ейида йүз бәргән һуҗумда, 15 киши җенидин айрилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر