малида йүз бәргән террорлуқ һуҗумлирида 7 адәм қаза қилди

малиниң җәнуби вә ички қисимлирида йүз бәргән террорлуқ һуҗумлирида 7 киши һайатидин айрилди.

1975000
малида йүз бәргән террорлуқ һуҗумлирида 7 адәм қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: мали таратқулириниң хәвиригә қариғанда, салаһийити ениқ болмиған қораллиқ кишиләр буркина фасо чеграсиға йеқин сикассо райониға җайлашқан һеремаконо чегра понкитиға һуҗум қилған.

һуҗумда ганалиқ бир шопур билән бир сақчи қаза қилған, 3 киши йариланған.

буркина фасониң ички қисимлириға җайлашқан мопти районида салаһийити ениқ болмиған шәхсләр банкас райони наһийәсидики дҗан - оикоро кәнтигә һуҗум қилған.

һуҗумда 5 адәм һайатидин айрилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر