макрон голландийәдә наразилиқларға дуч кәлди

голландийәдә икки күнлүк рәсмий зийарәттә болуватқан фирансийә пирезиденти макрон һәр хил наразилиқларға дуч кәлди.

1973803
макрон голландийәдә наразилиқларға дуч кәлди

түркийә авази радийоси хәвири: фирансийә пирезиденти макрон икки күнлүк голландийә зийарити даирисидә түнүгүн (11-апрел) йетип кәлгән лаһәй шәһиридә, нексес иниститутида йавропада йешил санаәт тоғрисида нутуқ сөзлиди.

залдики намайишчиларниң шоарлири униң нутуқини бөлүп ташлиди.

«зораванлиқ вә икки йүзлимичиликниң пирезиденти» дәп шоар йезилған лозункини ачқан намайишчилар, макронға қаритип, «килимат өзгиришигә һөрмәт қилинмайватиду», «фирансийәдә милйонларчә киши кочиларға чиқти, йавропа һәққидә қандақ гәп қилалайсән» дәп варқирди.

у бир намайишчиниң  «мениңчә, биз бәзи нәрсиләрни йоқитип қойдуқ, фирансийә демократийәси қәйәрдә?» дегән соалиға, «мән бу соалға җаваб берәләймән , әмма маңа азрақ вақит бәрсиңиз» дәп җаваб бәрди.

у фирансийәниң демократик дөләт икәнликини вә намайишларға рухсәт қилинидиғанлиқини илгири сүрүп: «<мән қобул қилинған қанунға йаки сайланғанларға қарши туримән, мән халиғинимни қилимән, чүнки мән қилған ишлиримниң қанунлуқ йаки әмәсликини қарар қилимән> десиңиз, демократийәгә хәвп йәткүзгән болисиз» деди.

у пенсийә йешини 62 йаштин 64 йашқа чиқиришни халайдиғанлиқини әскәртип, пенсийә йешиниң башқа дөләтләрдә франсийәгә селиштурғанда 64 йаштин көп йуқири икәнликини ейтти.

фирансийә мәтбуатлири макронниң нутуқини бөлгән намайишчиларниң чиқириветилгәнликини хәвәр қилди.

фирансийәдә пенсийә йешини икки йил өрлитип 62 йаштин 64 кә чиқиришни мәқсәт қилған қанун лайиһәсини авазға қоймастин парламенттин өткүзүш қарари сәвәбидин 16-март партлиған намайишлар, изчил давамлашмақта.

дөләтниң нурғун җайлирида сақчилар билән намайишчилар арисида зораванлиқ вәқәлири йүз бәрмәктә.

мәмликәт миқйасида 16-марттин башлап өткүзүлгән намайишларда миңдин артуқ киши қолға елинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر