пакистанда бомба һуҗуми йүз берип төт адәм қаза қилди

пакистанниң белучистан өлкисидә дөләт хәвпсизлик күчлири олтурған аптомобил нишан қилинған бомба һуҗумида икки сақчини өз ичигә алған төт адәм җенидин айрилди, 15 адәм йариланди.

1973169
пакистанда бомба һуҗуми йүз берип төт адәм қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: пакистан таратқулириниң хәвиригә қариғанда, куетта шәһиридики ават бир кочида сақчилар олтурған аптомобил һуҗумға учриған.

һуҗумдин кейин йүз бәргән партлашта икки сақчини өз ичигә алған төт адәм җенидин айрилған, 15 адәм йариланған.

һуҗумниң җавабкарлиқини техичә һечким өз үстигә алмиған.

пакистан баш министири шаһбаз шериф аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә байанат елип қилип, һуҗумни әйиблиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر