нигерийәдә тутқун қилинған 80 киши үчүн фидийә тәләп қилинди

нигерийәниң замфара өлкисидә 7-апрел күни йүз бәргән һуҗумда тутқун қилинған кәм дегәндә 80 киши үчүн фидийә тәләп қилинди.

1972876
нигерийәдә тутқун қилинған 80 киши үчүн фидийә тәләп қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: нигерийә таратқулириниң хәвиригә қариғанда, қораллиқ кишиләр 7 – апрел күни зампәра өлкисиниң ванзамай йезисида тутқун қилған кәм дегәндә 80 кишини қойуп бериш үчүн 30 милйон нигерийә найраси фидийә берилишини тәләп қилған.

қораллиқ кишиләр фидийә берилмигән тәқдирдә тутқун қилинғучиларни өлтүрүш билән тәһдит салған.

йәнә бир тәрәптин, зампара өлкисиниң валийси белло матавалле районда тутқунларни қутқузуш һәрикитиниң давамлишиватқанлиқини ейтқан.

қораллиқ кишиләрниң 7 – апрел күни зампара өлкисиниң ванзамай йезисида елип барған һуҗумида көпинчиси айал вә балилар болуп, кәм дегәндә 80 киши тутқун қилинғаниди.

игилинишичә, тутқун қилиш җинайити өлүм җазаси билән җазаландурулидиған болушиға қаримай, нигерийәдә тутқун қилиш вәқәлири даим дегүдәк йүз берип туридикән.

дөләт ичидә күнсайин күчийиватқан бихәтәрлик мәсилилиригә қарши күрәш даирисидә, қораллиқ кишиләргә фидийә бериш чәкләнгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر