мустафа шәнтоп ислам һәмкарлиқ тәшкилатини исраилийәгә қарши ортақ позитсийә тутушқа чақирди

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) башлиқи мустафа шәнтоп исраилийәниң мәсҗиди әқсаға вә пәләстин хәлқигә қаратқан һуҗумлириға қарши ортақ позитсийә тутушни тәләп қилди.

1971877
мустафа шәнтоп ислам һәмкарлиқ тәшкилатини исраилийәгә қарши ортақ позитсийә тутушқа чақирди

түркийә авази радйоси хәвири: мустапа шәнтоп ислам һәмкарлиқ тәшкилати парламентлар бирләшмиси (ISIPAB) ниң нөвәтчи рәиси шундақла алҗирийә парламенти рәиси ибраһим богали билән телефонда көрүшти.

мустапа шәнтоп исраилийәниң мәсҗиди әқсаға вә пәләстин хәлқигә қаратқан һуҗумлириға қарши ислам һәмкарлиқ тәшкилати парламентлар бирләшмиси (ISIPAB) ниң ортақ позитсийә тутиши керәкликини  билдүрүп, исраилийә бихәтәрлик қисимлириниң һуҗумлири алдида хәлқара җәмийәтниң конкрет қәдәмләрни ташлап, бу мәсилини җиддий күн тәртипкә елип келиши керәкликини оттуриға қойди.

мустапа шәнтоп ислам һәмкарлиқ тәшкилати парламентлар бирләшмиси (ISIPAB) ниң мәсҗиди әқсаға қаритилған һуҗумға қарши парламентлар ара һәмкарлиқ билән тездин һәрикәткә өтүши керәкликини тәкитлиди.

мустапа шәнтопниң тәклипигә бинаән ислам һәмкарлиқ тәшкилати парламентлар бирләшмиси (ISIPAB) ниң сабиқ нөвәтчи рәиси түркийә вә мәвҗут  нөвәтчи рәиси алҗирийә шундақла кәлгүси нөвәтчи рәиси котидивар (пил чиши саһили) җумһурийити парламент башлиқлири оттурисида 10-апрел дүшәнбә күни тор арқилиқ йиғин ечиш қарар қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر