йапонийә «охшаш пикирдики дөләтләр» армийәлириниң күчийишигә йардәм қилиду

йапонийә қанунниң һәммидин үстүнлүкигә охшаш мәниви қиммәтләргә игә «охшаш пикирдики дөләтләр» ниң армийәлирини мудапиә үскүнилири билән тәминләйдиғанлиқини билдүрди.

1970867
йапонийә «охшаш пикирдики дөләтләр» армийәлириниң күчийишигә йардәм қилиду

түркийә авази радийоси хәвири: баш вәзир кишида фумийо һөкүмити 2022-йили декабирда йеңиланған дөләт хәвпсизлик истратегийәси рамкисида, рәсмий хәвпсизлик йардими тәсис қилинди.

буниң билән, йапонийә һөкүмити қанунниң һәммидин үстүнлүкигә охшаш мәниви қиммәтләргә игә «охшаш пикирдики дөләтләр» ниң армийәлирини мудапиә үскүнилири билән тәминләйду.

йеңи йардәмдә, деңиз -окйанни көзитиш, апәткә тақабил туруш вә инсанпәрвәрлик йардәм паалийәтлири билән б д т тинчлиқ каридорини қоғдаш һәрикәтлиригә йардәм қилиш қатарлиқларни өз ичигә алиду.

йапонийә ташқи ишлар вазарити байанат елан қилип: «йеңи хәвпсизлик йардими йапонийә үчүн арзу қилинған хәвпсизлик муһитиниң бәрпа қилинишида өзара һәмкарлиқларни чоңқурлаштуридиғанлиқи» ни билдүрди.

йапонийә һөкүмити хәвпсизлик йардими рамкиси үчүн апрел ейи (2023) дин тартип 2023-йиллиқ хамчотидин 2 милйард йен (15 милйон доллар) аҗратти. ички кабентниң баш катипи матсуно хироказу йапонийәниң хәвпсизлик йардими арқилиқ охшаш мәниви қиммәтләргә игә «охшаш пикирдики дөләтләр» армийәлириниң мудапиә иқтидарини йуқири көтүрүшни мәқсәт қилидиғанлиқини ейтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر