йәттә дөләт гуруһи илғар техникиларниң експортини контрол қилиш һәмкарлиқи орнатти

йәттә дөләт гуруһи (G-7) ға әза дөләтләрниң сода министирлири илғар техникиларниң експортини контрол қилиш җәһәттә һәмкарлишишқа вәдә бәргәнликлирини уқтурди.

1970252
йәттә дөләт гуруһи илғар техникиларниң експортини контрол қилиш һәмкарлиқи  орнатти

түркийә авази радийоси хәвири: йәттә дөләт гуруһи сода министирлири тор йиғинидин кейин бирләшмә байанат елан қилип, министирларниң илғар техникиларниң експорт контроллуқини йолға қойуш җәһәттә һәмкарлишишқа вәдә бәргәнликини җакарлиди.

йаман ғәрәзлик күчләрниң микро електрон вә торни назарәт қилиш системиси қатарлиқ «һалқилиқ вә йеңидин гүллиниватқан техникилар»дин пайдилинип кетишиниң алдини елиш үчүн һәмкарлиқ орнитилиду.

йәттә дөләт гуруһи башлиқлар йиғини нөвәтчи рәис йапонийәниң саһибханлиқида  май ейида хирошимада өткүзүлиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر