столтенберг шиветсийәниң нато әзалиқиниң һәл қилғили болмайдиған һаләттә әмәсликини билдүрди

шималий атлантик әһди тәшкилати – нато баш катипи йенс столтенберг шиветсийәниң натоға әза болуш мусаписиниң һәл қилинмайдиған һаләттә әмәсликини ейтти.

1970248
столтенберг шиветсийәниң нато әзалиқиниң һәл қилғили болмайдиған һаләттә әмәсликини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: баш катип йенс столтенберг белгйәниң пайтәхти бирйусселда чақирилған натоға әза дөләтләрниң ташқи ишлар министирлири йиғининиң биринчи күнидики «нато – украина комитети йиғини»дин кейин, ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди.

столтенберг буниң финландийәниң нато әзаси сүпитидә қатнашқан тунҗи қетимлиқ йиғин икәнликини әскәртип, өзлириниң украинадики уруш һәмдә бу дөләткә өзини қоғдаш вә униң  йавро - атлантик окйанниң бир қисми болушини қоллаш мәсилисини музакирә қилғанлиқини ейтти.

столтенберг шиветсийәниң нато әзалиқи мәсилиси тоғрисидики бир соалға җаваб берип: «финландийәниң әзалиқи шиветсийәниң бихәтәрликини техиму ашуриду. бу җәрйан һәл қилинмайдиған һаләттә әмәс» деди.

бир қанчә һәптә илгири җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән көрүшүп, бу җәрйанни қайта башлаш тоғрисида келишкәнликини билдүргән йенс столтенберг: «биз бу йәрдә — нато мәркизидә финландийә, шиветсийә вә түркийә билән бирликтә бир йиғин ачтуқ. қайта сөһбәтлишишкә келиштуқ вә давамлишиватқан сөһбәтләр бар. шиветсийәниң әзалиқи мәсилисидә илгириләш һасил қилиш үчүн, охшимиған қатламлар бойичә тиришчанлиқ көрситишни давамлаштуруватимиз» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر