нато ташқи ишлар министирлири йиғини бирйусселда ечилди

нато ташқи ишлар министирлири русийәниң таҗавузчилиқиға қарши уруш қиливатқан украинани қоллашни давамлаштуруш, асийа-тинч окйанниң нөвәттики вәзийити вә мудапиә хираҗәтлири қатарлиқ темиларда музакирә өткүзүш үчүн бир йәргә җәм болди.

1970317
нато ташқи ишлар министирлири йиғини бирйусселда ечилди

түркийә авази радийоси хәвири: нато ташқи ишлар министирлири йиғини белгийәниң пайтәхти бирйусселдики нато мәркизидә чақирилди. йиғинниң иккинчи күнидә, тәклиплик меһман сүпитидә шиветсийәму қатнишиду.

нато баш катипи столтенберг йиғинниң ечилишида сөз қилип, русийәниң техиму көп урушқа тәййарлиқ қилғанлиқини, украинаға урушта еһтийаҗлиқ һәммә нәрсини бериш керәкликини билдүрди.

у натониң русийә ниңбесимиға қарши башқа шерик дөләтләр болған молдавийә, гирузийә вә боснийә-гертсеговинағиму йардәм қилидиғанлиқини әскәртти.

нато ташқи ишлар министирлири бүгүн (5-апрел) асийа-тинч окйанниң нөвәттики вәзийитини музакирә қилиш үчүн австиралийә, йеңи зеландийә, йапонийә вә җәнубий корейәниң ташқи ишлар минстирлири билән көрүшиду.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر