фирансийә запас әскәрләрниң санини көпәйтиду

фирансийә «муәййән сәвийәдики мутәхәссисләр» ниң 72 йашқичә вәзипә өтишигә рухсәт қилишни қарар қилди.

1970247
фирансийә запас әскәрләрниң санини көпәйтиду

түркийә авази радийоси хәвири: фирансийә дөләт мудапиә министири себастийан лекорну (Sebastien Lecornu) «муәййән сәвийәдики мутәхәссисләр» ниң 72 йашқичә вәзипә өтишигә рухсәт қилинғанлиқини вә запас әскәрләрниң йешини 70 кә чиқиридиғанлиқлирини елан қилди.

фирансийә дөләт мудапиә министири себастийан лекорну бир телевизийә қанилиниң зийаритини қобул қилип: «нурғун сүпәтлик кишиләр йаш чәклимиси сәвәбидин өзлирини синиптин қоғланғандәк һес қилиду, бу мәнтиқилиқ әмәс. йаш чәклимисини өстүримиз. кишиләр 70 йешиғичә, бәзи мутәхәссисләр 72 йешиғичә фирансийә армийәсидә запас әскәр болалайду» деди.

у фирансийәниң «өзини қоғдийалайдиған дөләтләр кулубида қелиши» керәкликини тәкитлиди.

фирансийәдә бир запас әскәрниң йаш чәклимиси ролиға асасән 60 тин 65 кичә болиду.

фирансийә йаш чәклимисини өстүрүштин башқа, запас әскәрләр санини 40 миңдин 80 миңға көпәйтишни нишан қилмақта.

запас әскәрләрни көздин кәчүрүш қарари, фирансийәниң һәрбий хираҗәтлирини бу йил (2023) 43.9 милйард йавродин 2030-йилғичә 69 милйард йавроға қәдәмму қәдәм чиқиришни қарар қилған мәзгилгә тоғра кәлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر