исраилийә дәмәшиқтики бир җайға һавадин һуҗум қилди

бәшшар әсәд һакимийити исраилийәниң сүрийәниң пайтәхти дәмәшиқтики бир җайға һавадин һуҗум қилғанлиқини илгири сүрди.

1969369
исраилийә дәмәшиқтики бир җайға һавадин һуҗум қилди

түркийә авази радийоси хәвири: бәшшар әсәд һакимийитиниң хәвәр агентлиқи «сана»ниң һәрбий мәнбәни асас қилған хәвиригә қариғанда, шу җай вақти саәт 0 дин 15 минут өткәндә дәмәшқ чәт районидики бир җай исраилийә армийәсиниң һавадин һуҗумиға учриған.

һуҗумда икки пуқраниң қаза қилғанлиқи илгири сүрүлгән хәвәрдә: «һава мудапиә системимиз дүшмән башқурулидиған бомбилирини торап, бир қисмини етип чүшүрди. һуҗум нәтиҗисидә зийан көрүлди» дегән ибариләргә орун берилди.

исраилийә даирилири һуҗум тоғрисида һечқандақ байанат елан қилмиди.

дәмәшиқ вә әтрапидики чәт районларда бәшшар әсәд һакимийити әскәрлири билән иран инқилаб муһапизәтчилири қисимлири қоманданлиқидики чәт әл террорчи унсурлири, болупму һизбуллаһ (аллаһ партийәси) қораллиқлириниң барлиқи мәлум.

исраилийә сүрийәдә ички уруш башланған 2011- йилидин буйан пат – патла иран һимайисидики террорчилар билән һакимийәт әскәрлириниң сүрийәдики һәрбий нуқтилириға һуҗум қилип кәлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر