конго демократик җумһурийитидә кемә өрүлүп кетип алтә адәм өлди

конго демократик җумһурийитидики кеву көлидә бир кемә өрүлүп кетип алтә адәм җенидин айрилди, 64 адәм йоқап кәтти.

1969727
конго демократик җумһурийитидә кемә өрүлүп кетип алтә адәм өлди

түркийә авази радийоси хәвири: конго демократик җумһурийитидә 150 йолучи олтурған кемә кеву көлидә өрүлүп кәтти.

дәсләпки санлиқ мәлуматларға қариғанда, һадисидә алтә адәм җенидин айрилған, 64 адәм йоқап кәткән.

алақидар тармақларниң билдүришичә, гома шәһиригә қарап йолға чиққан кемидики 80 киши қутқузувелинған болуп, издәш - қутқузуш хизмити давамлашмақта икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر