америкада йүз бәргән боран – чапқун апитидә 18 адәм өлди

америка қошма иштатлириниң оттура вә җәнубий иштатлириға тәсир көрсәткән боран - чапқун апитидә һазирғичә 18 адәм қаза қилди, нурғун адәм йариланди.

1968471
америкада йүз бәргән боран – чапқун апитидә 18 адәм өлди

түркийә авази радийоси хәвири: америка дөләтлик метеорологийә идариси түнүгүн кәчтә аркансас, миссисипи, лова, теннессе, иллиноис вә висконсин қатарлиқ 8 иштатта йеқинқи 24 саәт ичидә 57 дин артуқ боран - чапқун апити йүз бәргәнликини уқтурди.

боран - чапқун апити сәвәбидин теннессе иштатида 7 , аркансас иштатида 5, индиана иштатида 3, иллиноис,  миссиссиппи вә алабама иштатлиридин бирдин болуп, җәмий 18 адәм һайатидин айрилди.

аркансас валийси сараһ һуккабе сандерс боран - чапқун агаһландурушлири сәвәбидин районда җиддий һаләт елан қилди.

йәнә бир тәрәптин, иллиноис иштатида боран-чапқун сәвәблик тәхминән 260 адәм бар үсти йепиқ консерт залиниң өгзисиниң өрүлүп чүшүши нәтиҗисидә бир адәм қаза қилди, он нәччә адәм йариланди.

от өчүрүш идариси даирилириниң билдүрүшичә, еғир йариланған 5 кишини өз ичигә алған 28 киши дохтурханиға орунлаштурулған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر