булғарийәдә омумий сайлам өткүзүлди

булғарийәдә муддәттин бурун омумий сайлам өткүзүлди.

1968463
булғарийәдә омумий сайлам өткүзүлди

түркийә авази радийоси хәвири: булғарийәдә йеқинқи икки йил ичидә муддәттин бурун өткүзүлгән 5-қетимлиқ омумий сайлам саәт 07.00 дә башланди.

дөләт ичи вә сиртида тәхминән 6 милйон 600 миң нәпәр тизимлатқан сайлиғучилар қатнишидиған сайламда,  240 әзалиқ парламент үчүн 21 партийә вә бирләшмә партийәләр намзатлирини көрсәтти.

булғарийә ташқи ишлар министирлиқи дөләт ичидә 12 миң, дөләт сиртида 62 дөләттики 738 беләт ташлаш понкити қурулидиғанлиқини уқтурғаниди.

түркийәдә йашаватқан булғарийә пуқралириму 162 беләт ташлаш понкитида аваз берәләйду.

булғарийәдики беләт ташлаш понкитлири саәт 20.00 дә тақилиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر