америка иранға төләм төләйду

хәлқара сот мәһкимиси америка қошма иштатлири иранға төләм төлиши керәк, дәп һөкүм чиқарди.

1967993
америка иранға төләм төләйду

түркийә авази радийоси хәвири: хәлқара сот мәһкимиси америка қошма иштатлири иранға төләм төлиши керәк, дәп һөкүм чиқириш билән бир вақитта, теһран һөкүмитиниң иран мәркизий банкасиниң тәхминән 2 милйард долларлиқ тоңлитиип қойулған мал – мүлүклирини қайтуруп бериш тәлипини рәт қилди.

хәлқара сот мәһкимиси америка қошма иштатлири билән иран оттурисидики делоға алақидар қарарини елан қилди.

сот мәһкимиси «америка қошма иштатлириниң иран һакимийитигә йүргүзгән ембарголар  1955 -йили икки дөләт оттурисида имзаланған <достлуқ, иқтисадий мунасивәтләр вә консулхана қануни> келишимигә хилап, шуңа америка иранға төләм төлиши керәк», дәп һөкүм чиқарди.

хәлқара сот мәһкимиси тәрәпләр 24 ай ичидә төләм соммиси тоғрисида ортақ тонуш һасил қилалмиған тәқдирдә, бу мәсилини қайтидин ойлишидиғанлиқини билдүрди.

сот мәһкимиси теһран һөкүмитиниң иран мәркизий банкасиниң тәхминән 2 милйард долларлиқ тоңлитиип қойулған мал – мүлүклирини қайтуруп бериш тәлипини рәт қилди.

хәлқара әдлийә сот мәһкимиси америка һөкүмитиниң етиразини қобул қилип, икки дөләт оттурисида имзаланған «достлуқ, иқтисадий мунасивәтләр вә консулхана қануни» келишими мәркизий банкалардики мал - мүлүкләрни өз ичигә алмайду, дәп һөкүм чиқарди.

америка қошма иштатлири 1983-йили 23-өктәбир күни ливандики америка һәрбий базисиға қилинған бомба һуҗуми җавабкариниң иран икәнликини илгири сүргәниди. арқидинла, америка қошма иштатлири иран мәркизий банкасиға тәвә иранниң 2 милйард долларға йеқин мүлкини тоңлитип қойған, вә бу мал - мүлүкләрниң мәзкур һуҗумда һайатидин айрилған 241 нәпәр америка деңиз армийәси әскириниң  йеқин – йоруқлириға төләм сүпитидә берилидиғанлиқини уқтурғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر