русийә йеңи истратегийәлик қоралларни азайтиш шәртнамиси тоғрисида байанат бәрди

сергей лавров американиң ни мәқсәт қилған «йеңи истратегийәлик қоралларни азайтиш шәртнамиси»гә даир позитсийәсини өзгәртиши керәкликини билдүрди.

1966771
русийә йеңи истратегийәлик қоралларни азайтиш шәртнамиси тоғрисида байанат бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә ташқи ишлар министири сергей лавров американиң <қитәләр ара йадро баллистик башқурулидиған бомба иқтидарини тизгинләш>ни мәқсәт қилған «йеңи истратегийәлик қоралларни азайтиш шәртнамиси»гә даир позитсийәсини өзгәртиши керәкликини билдүрүп, «америкилиқлар билән йеңи истратегийәлик қоралларни азайтиш шәртнамиси тоғрисида орнитилған һечқандақ алақә йоқ» деди.

лавров русийәниң «тасс» хәвәр агентлиқиниң зийаритини қобул қилғанда, русийә билән америка оттурисидики йеңи истратегийәлик қоралларни азайтиш шәртнамиси мәсилиси үстидә тохтилип, дөлитиниң бу келишимни тоңлитип қойғанлиқиға ишарәт қилған һалда: «йеңи истратегийәлик қоралларни азайтиш шәртнамиси тоғрисида америкалиқлар билән орнитилған һечқандақ алақә йоқ. улар бизгә ултиматом йоллаш арқилиқ қараримизға наразилиқ билдүрүп, бизниң бу қарарни чиқириш һоқуқимизниң йоқлуқини оттуриға қоймақта. буларниң һәммиси қануний җәһәттин әһмийәтсиз қарашлар» деди.

лавров американиң бу келишимниң пиринсиплириға бузғунчилиқ қилғанлиқини тәкитләп, мәзкур пиринсипларниң русийә билән американиң истратегийәлик муқимлиқни қоғдаш тиришчанлиқи арқа көрүнүшидә өзара ишиниш, һөрмәтләш вә һәмкарлиқни асас қилидиғанлиқини ейтти вә сөзини давамлаштуруп: «бу мәсилә тоғрисида америка билән болған алақини сақлап қелиш үчүн, улар һәрикәтлирини өзгәртиши вә йеңи истратегийәлик қоралларни азайтиш шәртнамисидә көрситилгән дөләтләр ара мунасивәтни қанат йайдурушқа алақидар һәқ - тәләп пиринсипиға әмәл қилиши керәк» дегәнләрни қәйт қилди.

русийә парламентиниң төвән қанити — дөләт думаси 22- феврал йеңи истратегийәлик қоралларни азайтиш шәртнамисини вақтинчә тохтитишни мәзмун қилған қанун лайиһәсини мақуллиғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر