сәлман фирансийә пирезиденти макрон билән телефонлашти

сәуди әрәбистан тәхт вариси шаһзадә муһәммәд бин сәлман фирансийә пирезиденти еммануел макрон билән телефонда көрүшти.

1965641
сәлман фирансийә пирезиденти макрон билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: сәуди әрәбистан ташқи ишлар вазарити тәрипидин елан қилинған йазма байанатта билдүрүлүшичә, фирансийә пирезиденти еммануел макрон сәуди әрәбистан тәхт вариси шаһзадә муһәммәд бин сәлманға телефон қилған.

икки рәһбәрниң телефон сөһбитидә, икки дөләт мунасивәтлири, районлуқ вә хәлқаралиқ өзгиришләр, бихәтәрлик, муқимлиқни қоғдаш тиришчанлиқлири, ортақ көңүл бөлидиған мәсилиләрдә һәмкарлиқ асасида һәрикәт қилиш һәққидә өзара пикир алмаштурулған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر