америка һиндистан консулханисиға қилинған һуҗумни әйиблиди

америка қошма иштатлири калифорнийә иштатиниң сан фирансиско шәһиридики һиндистан консулханисиға қилинған һуҗумни әйиблиди.

1962692
америка һиндистан консулханисиға қилинған һуҗумни әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: ақсарай дөләт бихәтәрлик мәслиһәтчиси җейк сулливан тивиттердики ардесида байанат елан қилип: «сан фирансиско шәһиридики һиндистан консулханисиға қаритилған зораванлиқ һәрикәтлирини әйибләймиз. биз бу мулазимәт биналири вә у йәрдә ишләватқан дипломатларниң аманлиқи шундақла бихәтәрликигә йеқиндин көңүл бөлимиз. америка ташқи ишлар министирлиқи бу җәһәттә ташлинидиған қәдәмләр тоғрисида йәрлик сақчи идариси билән алақилишишни давамлаштурмақта» деди.

сан фирансиско сақчи даирилири шәһәрдики һиндистан консулханисиға қилинған йәкшәнбә күнидики һуҗум нәтиҗисидә, бинаниң бир қисим деризилириниң чеқилип кәткәнликини, бир қисим хизмәтчиләрниң йариланғанлиқини билдүргәниди. вәқәгә четишлиқ гумандарларниң қечип кәткәнликигә ишарәт қилинған байанатта, һуҗумчиларниң сих намайишчилири икәнлики илгири сүрүлгәниди.

ақсарай дөләт бихәтәрлик кеңишиниң истратегийәлик алақә маслаштурғучиси җон кирби мухбирларни күтүвелиш йиғинида сөз қилип, дипломатик орунларға һуҗум қилишни қобул қилишниң мумкин әмәсликини, вашингтонниң бу қилмишни әйибләйдиғанлиқини билдүргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر