конго демократик җумһурийитидики қозғилаңчиларниң һуҗумида 14 пуқра қаза қилди

конго демократик җумһурийитиниң шәрқидики шималий киву өлкисидә қозғилаңчиларниң һуҗумда 14 пуқра қаза қилди.

1962034
конго демократик җумһурийитидики қозғилаңчиларниң һуҗумида 14 пуқра қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мәтбуатлириниң хәвиригә қариғанда, шималий киву өлкисигә қарашлиқ луберо йезиси «демократик иттипақдаш күчләр» намлиқ топилаңчи тәшкилатниң һуҗумиға учриған. һуҗумда 14 пуқра һайатидин айрилған.

уганда вә конго демократик җумһурийитидә 1990 – йиллардин буйан паалийәт қиливатқан «демократик иттипақдаш күчләр» намлиқ топилаңчи тәшкилат, уганда миллий азадлиқ армийәси, уганда мусулман азадлиқ армийәси вә тәблиғ җамаити қатарлиқ һәрикәтләрниң сабиқ әзалири тәрипидин қурулған.

«демократик иттипақдаш күчләр» намлиқ топилаңчи тәшкилатниң һуҗумлирида 2014 - йилдин буйан миңлиған пуқра қаза қилип, 100 миңлиған киши өй-макансиз қалған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر