зеленский сүрийә пирезиденти бәшшар әсәдкә ембарго йүргүзүш қарарнамисини имзалиди

украина пирезиденти володимир зеленский сүрийә һакимийити рәһбири бәшшар әсәдниму өз ичигә алған 300 киши вә 141 ширкәткә ембарго йүргүзүшкә алақидар қарарнамини имзалиди.

1961747
зеленский сүрийә пирезиденти бәшшар әсәдкә ембарго йүргүзүш қарарнамисини имзалиди

түркийә авази радийоси хәвири: зеленскийниң имзаси қойулған мунасивәтлик қарарнаминиң текисти украина пирезидентлиқиниң тор бетидә елан қилинди.

қарарнамида украина дөләт бихәтәрлик вә мудапиә кеңишиниң 2023 - йили 15 – мартта мақуллиған «шәхсий, хусусий, иқтисадий вә башқа чәкләш тәдбирлирини йолға қойушқа алақидар қарарнамә» ниң рәсмий йолға қойулғанлиқи билдүрүлди.

кеңәшниң қарарида сүрийә һакимийити рәһбири бәшшар әсәдниму өз ичигә алған, 3 нәпәр сүрийә пуқраси, 7 нәпәр иран пуқраси вә қалғанлири русийә пуқралири болуп, җәмий 300 киши вә 141 ширкәткә 10 йиллиқ ембарго йүргүзилидиғанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر